Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Аюп

Аюп 37

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шундақ, жүригимму буни аңлап тәвринип кетиватиду, Жүригим қепидин чиқип кетәй, деди.
2Мана аңлиғина! Униң һөкиригән авазини, Униң ағзидин чиқиватқан гүлдүрмама авазини аңла!  
3У авазини асман астидики пүткүл йәргә, Чақмиқини йәрниң қәригичә йәткүзиду.
4Чақмақтин кейин бир аваз һөкирәйду; Өз һәйвитиниң авази билән у гүлдүрләйду, Авази аңлиниши биләнла һеч аянмай чақмақлириниму қоюветиду.
5Тәңри авази билән карамәт гүлдүрләйду, Биз чүшинәлмәйдиған нурғун қалтис ишларни қилиду.
6Чүнки у қарға: «Йәргә яғ!», Һәм һөл-йеғинға: «Күчлүк ямғур бол!» дәйду.
7У барлиқ инсанни өзиниң яратқанлиғини билсун дәп, Һәммә адәмниң қолини булар билән тосуп қойиду;
8Явайи һайванлар өз угисиға кирип кетиду, Өз қоналғусида турғузулиду.
9Боран-чапқун коһиқаптин келиду, Һәм соғ-зимистан таратқучи шамаллардин келиду.
10Тәңриниң нәпәси билән муз һасил болиду; Бипаян сулар қетип қалиду.
11У йәнә қоюқ булутларға мол нәмлик жүкләйду, У чақмақ көтиридиған булутни кәң йейип қойиду.
12Улар пүткүл йәр-зимин йүзидә У буйруған ишни иҗра қилиш үчүн, Униң йолйоруқлири билән һәряққа бурулиду.
13Яки тәрбийә тайиғи болуши үчүн, Яки Өз дунияси үчүн, Яки Өз рәһимдиллигини көрситиш үчүн У булутлирини кәлтүриду.  
14И Аюп, буни аңлап қой, Тәңриниң карамәт әмәллирини тонуп йетип шүк тур.
15Тәңриниң булутларни қандақ сәптә турғузғанлиғини биләмсән? Униң булутиниң чақмиқини қандақ чақтуридиғанлиғиниму биләмсән?
16Булутларниң қандақ қилип бошлуқта муәлләқ туридиғанлиғини, Билими мукәммәл Болғучиниң карамәтлирини биләмсән?
17Һәй, Униң қандақ қилип йәр-зиминни җәнупдики шамал билән тиничландуруп, Сени кийим-кечигиңниң оттәк исситқинини биләмсән?
18Сән Униңға һәмраһ болуп асманни худди қуюп чиқарған әйнәктәк, Мустәһкәм қилип яйғанмидиң?!

19Униңға немини дейишимиз керәклигини бизгә үгитип қойғин! Қараңғулуғимиз түпәйлидин биз дәвайимизни җайида сәпкә қоялмаймиз.
20Униңға «Мениң Саңа гепим бар» дейиш яхшиму? Ундақ дегүчи адәм жутулмай қалмайду!
21Әнди шамаллар келип булутларни тарқитиветиду, Бирақ булутлар арисидики қуяш нуриға адәмләр беваситә қарап туралмайду. Қуяшниң алтун рәңги шимал тәрәптинму пәйда болиду; Тәңриниң һозурида дәһшәтлик һәйвәт бардур. Һәммигә Қадирни болса, биз Уни мөлчәрлийәлмәймиз; Қудрити қалтистур, Униң адалити улуқ, һәққанийлиғи чоңқур, Шуңа У адәмләргә зулум қилмайду.  
24Шуңа адәмләр Униңдин қорқиду; Көңлидә өзини дана чағлайдиғанларға У һеч етивар қилмайду».