1Елиху сөзини давамлаштуруп мундақ деди: —
2«Мени бирдәм сөзлигили қойсаң, Мән йәнә Тәңригә вакалитән қилидиған сөзүмниң барлиғини саңа аян қилимән.
3Билимни жирақлардин елип кәлтүримән, Адәмләрни Яратқучимни һәққаний дәп һесаплайдиған қилимән.
4Мениң гепим һәқиқәтән ялған әмәстур; Билими мукәммәл бириси сән билән биллә болиду.
5Мана, Тәңри дегән улуқдур, Бирақ У һеч кимни кәмситмәйду; Униң чүшиниши чоңқурдур, мәхситидә чиң туриду.
6У яманларни һаят сақлимайду; Бирақ езилгәнләр үчүн адаләт жүргүзиду.
7У һәққанийлардин көзини елип кәтмәйду, Бәлки уларни мәңгүгә падишаһлар билән тәхттә олтарғузиду, Шундақ қилип уларниң мәртивиси үстүн болиду.
8Вә әгәр улар кишәнләнгән болса, Җапаниң асаритигә тутулған болса,
9Ундақта У уларға қилғанлирини, Уларниң итаәтсизликлирини, Йәни уларниң көрәңләп кәткәнлигини өзлиригә көрсәткән болиду.
10Шуниң билән У қулақлирини тәрбийигә ечип қойиду, Уларни яманлиқтин қайтишқа буйруйду.
11Улар қулақ селип Униңға бойсунсила Улар қалған күнлирини аватчилиқта, Жиллирини хушлуқта өткүзиду.
12Бирақ улар қулақ салмиса, қиличлинип дуниядин кетиду, Билимсиз һалда нәпәстин тохтап қалиду.
13Бирақ көңлигә ипласлиқни пүккәнләр йәнила адавәт сақлайду; У уларға асарәт чүшүргәндиму улар йәнила тилавәт қилмайду.
14Улар яш турупла җан үзиду, Уларниң һаяти бәччивазлар арисида түгәйду.
15Бирақ У азап тартқучиларни азаплардин болған тәрбийә арқилиқ қутқузиду, У улар хар болған вақтида уларниң қулиқини ачиду.
16У шундақ қилип сениму азарниң ағзидин қистаңчилиғи йоқ кәң бир йәргә җәлип қилған болатти; Ундақта дәстихиниң майға толдурулған болатти.
17Бирақ сән һазир яманларға қаритилған тегишлик җазаларға толдурулғансән; Шуңа Худаниң һөкүми һәм адалити сени тутувалди.
18Ғәзивиңниң қайнап кетишиниң сени мазаққа башап қоюшидин һушяр бол; Ундақта һәтта зор капаләтму сени қутқузалмайду.
19Яки байлиқлириң, Яки күчүңниң зор тиришишлири, Өзүңни азап-оқубәттин нери қилаламду?
20Кечигә үмүт бағлима, Чүнки у чағда хәлиқ өз орнидин йоқилип кетиду.
21Һушяр бол, әскиликкә бурулуп кәтмә; Чүнки сән қәбиһликни дәрдкә сәвир болушниң орнида таллиғансән.
22Мана, Тәңри күч-қудрити түпәйлидин үстүндур; Униңдәк үгәткүчи барму?
23Ким Униңға маңидиған йолни бекитип бәргән еди? Вә яки Униңға: «Яман қилдиң?» дейишкә петиналайду?
24Инсанлар тәбрикләйдиған Худаниң әмәллирини улуқлашни унтума!
25Һәммә адәм уларни көргәндур; Инсан балилири жирақтин уларға қарап туриду».
26« — Бәрһәқ, Тәңри улуқдур, биз Уни чүшиниләмәймиз, Униң жиллириниң санини тәкшүрүп ениқлиғили болмайду.
27Чүнки У суни тамчилардин шүмүрүп чиқириду; Улар парға айлинип андин ямғур болуп яғиду.
28Шундақ қилип асманлар ямғурларни қуюп берип, Инсан балилири үстигә молчилиқ яғдуриду.
29Бирақ ким булутларниң тоқулушини, Униң самави чедириниң гүмбүр-гүмбүр қилидиғанлиғини чүшинәлисун?
30Мана, У чақмиқи билән әтрапини йоруқ қилиду, Һәтта деңиз тәктиниму йоруқ қилиду.
31У булар арқилиқ хәлиқләр үстидин һөкүм чиқириду; Һәм улар арқилиқму мол ашлиқ бериду.
32У қоллирини чақмақ билән толдуриду, Униңға уридиған нишанни буйруйду.
33Худаниң гүлдүрмамиси униң келидиғанлиғини елан қилиду; Һәтта калиларму сезип, уни елан қилиду.