1Елиху йәнила җавап берип мундақ деди: —
2«Сән мошу гепиңни, йәни «Һәққанийлиғим Тәңриниңкидин үстүндур» дегиниңни тоғра дәп қарамсән?
3Шундақ болғанлиғи үчүн сән: «Һәққанийлиқниң маңа немә пайдиси болсун? Гуна қилмиғинимниң гуна қилғинимға қариғанда артуқчилиғи нәдә?» дәп соридиң .
4Өзүм сөзләр билән саңа җавап берәй, Саңа һәм сән билән биллә болған үлпәтлириңгә җавап берәй;
5Асманларға қарап баққин; Пәләктики булутларға сәпсалғин; Улар сәндин жуқуридур.
6Әгәр гуна қилған болсаң, ундақта Тәңригә қайси зиянкәшликни қилалайттиң? Җинайәтлириң көпәйсиму, ундақта униңға қандақ зиянларни салалар едиң?
7Сән һәққаний болған тәғдирдиму, Униңға немә берәләйттиң? У сениң қолуңдин немиму алар-һә?
8Сениң әскиликлириң пәқәт сәндәк бир инсанғила, Һәққанийлиғиң болса пәқәт инсан балилириғила тәсир қилиду, халас.
9Адәмләр зулум көпийип кәткәнлигидин ялвуриду; Күчлүкләрниң бесими түпәйлидин улар налә-пәряд көтириду.
10Бирақ һеч ким: «Кечиләрдә инсанларға нахша ата қилғучи яратқучум Тәңрини нәдин издишим керәк?» демәйду.
11Униң бизгә үгитидиғини йәр-зиминдики һайванларға үгитидиғинидин көп, Һәм асмандики учар-қанатларға үгитидиғинидин артуқ әмәсму?
12Улар налә-пәряд көтириду, бирақ рәзил адәмләрниң һакавурлуғиниң тәсири түпәйлидин, Уни Худа иҗабәт қилмайду.
13Бәрһәқ, Тәңри қуруқ дуаға қулақ салмиған йәрдә, Һәммигә Қадир мушуларға әһмийәт бәрмигән йәрдә,
14Сән: «Мән Уни көрәлмәймән» десәң, У қандақ қулақ салсун? Дәвайиң техи Униң алдида туриду, Шуңа Уни күтүп турғин.
15Бирақ У һазир товва қилиш пурсити берип, Өз ғәзивини техи төкмигән әһвалда, Аюп өзиниң тәкәббурлуғини билмәмдиғанду?
16Чүнки Аюп қуруқ гәп үчүн ағзини ачқан, У тутуруқсиз сөзләрни көпәйткән».