1Аюп җавапән мундақ деди: —
2«Аһ, мениң дәрдлик зарлирим таразида өлчәнсә! Аһ, бешимға чүшкән барлиқ балайиқаза булар билән биллә таразиланса!
3Шундақ қилинса у һазир деңиздики қумдин еғир болуп чиқиду; Шуниң үчүн сөзлирим тәлвиләрчә болуватиду.
4Чүнки Һәммигә Қадирниң оқлири маңа санҗилип ичимдә туруватиду, Уларниң зәһирини роһум ичмәктә, Тәңриниң вәһимилири маңа қарши сәп түзүп һуҗум қиливатиду.
5Явайи ешәк от-чөп тапқанда һаңрамду? Кала болса йәм-хәшәк үстидә мөрәмду?
6Туз болмиса тәмсиз нәрсини йегили боламду? Хам тухумниң еқиниң тәми барму?
7Җеним уларға тәгсиму сәскинип кетиду, Улар маңа жиркиничлик тамақ болуп туюлиду.
8Аһ, мениң тәшна болғиним кәлсиди! Тәңри интизаримни иҗабәт қилсиди!
9Аһ, Тәңри мени янчип ташлисун! У қолини қоюветип җенимни үзүп ташлашқа мувапиқ көрсиди!
10Шундақ болса, маңа тәсәлли болатти, Һәтта рәһимсиз ағриқларда қийналсамму, шатлинаттим; Чүнки Муқәддәс Болғучиниң сөзлиридин танмиған болаттим!
11Мәндә өлүмни күткидәк йәнә қанчилик мағдур қалди? Мениң сәвир-тақәтлик болуп һаятимни узартишимниң немә нәтиҗиси болар?
12Мениң күчүм таштәк чиңму? Мениң әтлирим мистин ясалғанмиди?
13Өзүмгә ярдәм бәргидәк мағдурум қалмиди әмәсму? Һәр қандақ әқил-тәдбир мәндин қоғливетилгән әмәсму?
14Үмүтсизлинип кетиватқан кишигә дости меһриванлиқ көрсәтмики зөрүрдур; Болмиса у Һәммигә қадирдин қорқуштин ваз кечиши мүмкин.
15Бирақ бурадәрлирим вақитлиқ «алдамчи ериқ» сүйидәк, Маңа һелигәрлик билән муамилә қилмақта; Улар сулири еқип түгигән ериққа охшайду.
16Еригән муз сулири ериққа киргәндә улар қаридап кетиду, Қарлар уларниң ичидә йоқилип кетиду,
17Улар пәсилниң иллиши билән қуруп кетиду; Һава иссип кәткәндә, изидин йоқилип кетиду.
18Сәпәрдашлар маңған йолидин чиқип, ериққа бурулиду; Улар ериқни бойлап меңип, чөлдә езип өлиду.
19Темалиқ карванларму ериқ издәп маңди; Шебалиқ содигәрләрму уларға үмүт билән қариди;
20Бирақ улар ишәнгинидин үмүтсизлинип номуста қалди; Улар әшу йәргә келиши билән паракәндичиликкә учриди.
21Мана силәр уларға охшаш маңа тайини йоқ болуп қалдиңлар; Силәр қорқунучлуқ бир вәһимини көрүпла қорқуп кетиватисиләр.
22Мән силәргә: «Маңа бериңлар», Яки: «Маңа мал-мүлүклириңлардин һәдийә қилиңлар?» — дегәнни қачан дәп баққан?
23Яки: «Мени езитқучиниң қолидин қутқузуңлар!» Яки «Зораванларниң қолидин гөрүгә пул бәрсәңлар!» дәп баққанму?
24Маңа үгитип қоюңлар, сүкүт қилимән; Нәдә йолдин чиққанлиғимни маңа көрситип бериңлар.
25Тоғра сөзләр немидегән өткүр-һә! Бирақ әйиплириңлар зади немини испатлиялайду?!
26Үмүтсизләнгән кишиниң гәплири өтүп кетидиған шамалдәк турса, Пәқәт сөзләрнила әйиплимәкчимусиләр?
27Силәр житим-йесирларниң үстидә чәк ташлишисиләр! Дост-бурадириңлар үстидә содилишисиләр!
28Әнди маңа йүз туранә қарап беқиңлар; Алдиңлардила ялған сөз қилаламдим?
29Өтүнимән, болди қилиңлар, гуна болмисун; Раст, қайтидин ойлап беқиңлар, Чүнки өзүмниң тоғрилиғим таразида туриду.
30Тилимда хаталиқ барму? Тилим яманлиқни зади тетиялмасму?