1— Немишкә Һәммигә Қадир сорақ күнлирини бекитмәйду? Немишкә Уни тонуғанлар Униң шу күнлирини бекардин-бекар күтиду?
2Мана, адәмләр пасил қилинған ташларни йөткиветиду; Улар зораванлиқ билән башқиларниң падилирини булап-талап өзлири очуқ-ашкарә бақиду;
3Улар житим-йесирларниң ешигини булап һайдап кетиду; Улар тул хотунниң калисини кепиллик үчүн еливалиду.
4Улар мискинләрни йолдин нери иштириветиду; Шуниң билән зиминдики езилгәнләрниң һәммиси мөкүшүвалиду.
5Мана, улар дәшт-баяванлардики явайи ешәкләрдәк, Таң сәһәрдә олҗа издәш «хизмити»гә чиқиду; Җаңгал улар вә уларниң балилири үчүн йемәклик тәминләйду.
6Улар яманниң калилири үчүн далада от-чөп ориду, Униң үчүн ашқан-ташқан үзүмлирини терийду;
7Улар кечини кийимсиз ялаң өткүзиду, Соғта болса йепинғидәк кийими йоқтур.
8Улар таққа яққан ямғурлар билән сүзмә болуп кетиду, Панаһсизлиғидин ташни қучағлишиду.
9Адәмләр атисиз балиларни әмчәктин булап кетиду, Улар мискинләрдин бовақларни кепилликкә алиду.
10Мискинләр болса кийимсиз, йелиң өтиду, Башқилар үчүн буғдай бағлирини көтәрсиму, йәнила ач қалиду;
11Улар башқиларниң өйидә зәйтунларни чәйләп яғ чиқарған болсиму, Һойлилирида шарап көлчигини чәйлигән болсиму, Йәнила уссузлуқта қалиду.
12Шәһәрдин адәмләрниң аһ-зарлири чиқип туриду, Қилич йегәнләрниң җанлири налә-пәряд көтириду; Бирақ Тәңри һеч кимниң ипласлиғини әйиплимәйду.
13— Нурға қарши исян көтиридиғанларму бар; Улар нурниң йоллирини билмәйду, Униң тәриқилиридә турмайду.
14Қатил таң нури келиши билән орнидин туруп, Кәмбәғәлләр вә мискинләрни өлтүриду; Кечидә у оғридәк жүриду.
15Зинахорму «Мени һеч көз көрмәйду» дәп завал вақтини күтиду, Башқилар мени тонумисун дәп аялниң чүмбилини йүзигә тартивалиду.
16Қараңғулуқта оғрилар өйниң тамлирини колап тешиду; Күндүздә улар өзлирини өз өйигә қамап қойиду; Улар нурни тонумайду.
17Улар үчүн таң сәһәр өлүм сайисидәк туюлиду; Улар қап-қараңғулуқниң вәһимилирини дост тутиду.
18Улар суларниң йүзидики көпүкләрдәк йоқап кәтсун! Уларниң йәр-зиминдики несивиси ләнәт қилинғанки, Шуңа улардин һеч ким үзүмзарлиққа йәнә маңмисун!
19Қурғақчилиқ һәм томуз иссиқ қар сулириниму йәп түгитиду; Тәһтисараму охшашла гуна қилғанларни йәп түгәтсун!
20Уни, туққан анисиму унтусун! Қурут шөлгәйлирини еқитип уни йесун!; Шуниң билән һәққанийсизлиқ дәрәқтәк кесилсун!
21У балиси йоқ туғмаслардин олҗа алиду, У тул хотунларғиму һеч шәпқәт көрсәтмәйду.
22Бирақ Худа Өз қудрити билән мундақ күч-һоқуқи барларниң күнини узартиду; Улар һәтта һаятидин үмүтсизләнсиму қайтидин орнидин туриду.
23Худа йәнила уларни аманлиқта муқимлаштуриду, Шуңа улар хатирҗәм болиду; У уларниң йоллирини көздә тутқан әмәсму?
24Уларниң мәртивиси бирдәмлик өстүрүлиду, Андин улар йоқ болиду; Улар оңда қалдурулиду, андин башқа адәмләргә охшашла жиғип елип кетилиду; Улар пәқәтла пишқан сәрхил буғдай башақлиридәк кесилип кетиду.
25Бу ишлар мундақ болмиса, қени ким мени ялғанчи дәп испатлиялайду. Мениң гәплиримни ким қуруқ гәп дейәләйду?».