1Теманлиқ Елифаз буниңға җавапән мундақ деди: —
2Данишмән кишиниң қуруқ шамалдәк сәпсәтә билән җавап бериши тоғриму? Данишмән қосиғини иссиқ мәшриқ шамили билән тойғузса боламду?
3Пайдисиз сөзләр билән, Тайини йоқ гәпләр билән муназирилишиши мувапиқму?
4Бәрһәқ, сән иман-ихласни йоқ қиливәтмәкчисән, Худаниң алдида дуа-истиқамәткә тосалғу болисән.
5Чүнки қәбиһлигиң ағзиңға сөз салиду, Сән мәккарларниң тилини таллап қоллинисән.
6Мән әмәс, бәлки өз ағзиң өзүңниң гунайиңни бекитиду, Өз ләвлириң саңа қарши гувалиқ бериду.
7Сән инсанлар ичидә тунҗа болуп туғулғанму? Сән тағ-даванлардин авал апиридә болғанму?
8Тәңриниң мәхпий кеңишини аңлап кәлгәнмусән? Даналиқ сән биләнла чәклинәмду?
9Сән билгәнләрни бизниң билмәйдиғанлиримиз барму? Сән чүшәнгәнни бизниң чүшәнмәйдиғинимиз барму?
10Ақсақаллар һәм қерилар бизниң тәрипимиздә туриду, Улар сениң атаңдинму яшта чоңдур.
11Тәңриниң тәсәллилири, Йәни саңа мулайимлиқ билән ейтқан мошу сөз сән үчүн азлиқ қиламду?
12Немишкә көңүлниң кәйнигә кирип кетисән? Көзүңни немигә пақиритисән?
13Шундақ қилип сән роһуңни Тәңригә қарши турғуздуң, Еғизиңдин шундақ сөзләрниң чиқишиға йол қоюватисән!
14Инсан немә еди? Өз-өзини паклиялиғидәк? Анидин туғулған адәм балиси немә еди? Һәққаний болалиғидәк?
15Қара, Худа Өз муқәддәслиригиму ишәнмигән йәрдә, Асманларму униң нәзиридә пак болмиған йәрдә,
16жиркинишлик болған, сесип кәткән, Қәбиһликни су ичкәндәк ичидиған инсан балиси зади қандақ болар?
17Мән саңа көрситәй, маңа қулақ сал; Көзүм көргәнни баян қилмақчимән.
18Данишмәнләр ата-бовилиридин буларни аңлиған, Йошурмай буларни баян қилған: —
19(Пәқәт шуларғила, йәни ата-бовилириғила йәр-зимин тапшурулған еди, Уларниң арисидин ят адәм өтүшкә петиналмайтти)
20— Рәзил адәм барлиқ күнлиридә азаплиниду, Залим кишигә жиллар санақлиқла бекитилгәндур.
21Униң қулиқиға вәһимиләрниң авази кириду, Баяшатлиғида булаңчи униң устигә бесип чүшиду.
22Қараңғулуқтин қутулушқа униң көзи йәтмәйду, У қилич билән чепилишқа сақланғандур.
23У аш издәп: «Зади нәдин тепилар?» дәп йолда тенәп жүриду, У зулмәт күниниң униңға йеқинлашқанлиғини билиду.
24Дәрд-әләм һәм азап униңға вәһимә қилиду, Һуҗумға тәйяр болған падишаһтәк униң үстидин ғәлибә қилиду.
25Чүнки у Тәңригә қарши қолини көтәргән, Һәммигә қадирға күч көрсәтмәкчи болған,
26Шуңа у бойнини қаттиқ қилип, Көп қәвәтлик қалқанни көтирип униңға қарап етилиду.
27Йүзини яғ басқан болсиму, Беқинлири сәмрәп кәткән болсиму,
28У харабә шәһәрләрдә, Адәм қонғуси кәлмәйдиған, Кесәк дүвилири болушқа бекитилгән өйләрдә яшайду;
29У һеч бейимайду, Униң мал-мүлки болса үзүлүп қалиду, Униң тәәллуқатлири зимин үстидә кеңәймәйду.
30У қараңғулуқтин қечип қутулалмайду, Ялқун униң шахлирини көйдүрүп қурутиду, Худаниң бир нәпәси билән у дуниядин кетиду.
31У сахтилиққа таянмисун! У алдинип кәткән, шуңа сахтилиқниң өзи униң инъами болиду;
32Униң күни техи тошмай турупла, Униң шехи техи көкирип болмайла, бу ишлар әмәлгә ашурулиду.
33Үзүм тели силкинип, тоң үзүмләр чүшүрүветилгәндәк, Зәйтун дәриғиниң чечиги ечилипла төкүлүп кәткәндәк болиду.
34Чүнки ипласларниң җәмәти туғмас болиду, От пара йегәнләрниң чедирлирини көйдүриветиду.
35Бирақ улар һәрдайим яманлиқни ойлап, қәбиһлик туғдуриду, Көңлидә һаман һейлә-микир тәйярлайду.