Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Аюп

Аюп 39

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Сән тағдики явайи өшкиләрниң қачан туғидиғанлиғини биләмсән? Җәрәнләрниң балилиғанлиғини күзитип баққанмусән?
2Уларниң боғаз болғили нәччә ай болғанлиғини санияламсән? Уларниң балилайдиған вақтидин хәвириң барму?
3Улар қәддини пүкүп, йетип балилирини туғиду, Улар өзидики толғақни чиқирип ташлайду;
4Уларниң балилири күчлинип йетилиду, Улар далада өсүп, анисиниң йенидин чиқип қайтип кәлмәйду.
5Явайи ешәкни далаға қоюветип әркинликкә чиқарған ким? Шаш ешәкниң нохтилирини йешивәткән ким?
6Чөл-баяванни униң өйи қилғанмән, Шорлуқниму униң туралғуси қилғанмән.
7У шәһәрниң қийқас-сүрәнлиридин жирақ туруп уни мазақ қилиду; У ешәкчиниң вақиришиниму аңлимайду.
8У тағларни өз яйлиғим дәп кезиду, Шу йәрдики һәммә гүл-гияни издәп жүриду.
9Явайи кала болса хизмитиңгә киришкә рази боламду? Сениң оқуруңниң йенида турушқа унамду?
10Явайи калини тана билән бағлап, тапқа чүшүрәләмсән?! У саңа әгишип җилғиларда меңип тирна тартамду?
11Униң күчи зор болғанлиғи үчүн униңға тайинамсән? Әмгигиңни униңға аманәт қиламсән?
12Данлириңни өйгә көтирип әкилишни униңға тапшурамсән? «Данлиримни хаминимға жиғиштуриду» дәп униңға ишәнәмсән?
13Төгиқуш қанатлирини шатлиқ билән қақиду, Бирақ булар ләйләкниң қанат учлири һәм пәйлиригә йетәмду?
14У тухумлирини йәргә ташлап қойиду, Тухумлирим топида исситилсун, дәйду.
15Уларниң тәсадипий дәссилип янҗилидиғанлиғини, Далидики бирәр һайванниң асанла уларни дәссәп-чәйләйдиғанлиғини унтуйду.
16Балилирини өзиниң әмәстәк бағрини қаттиқ қилиду; Униң туғутиниң әҗри бекарға кетиду, Бирақ у писәнт қилмиғандәк туриду.
17Чүнки Тәңри уни кам әқил қилған, Униңға даналиқни бәрмигән.
18Һалбуки, у жүгүрүш алдида мәйдисини жуқуриға көтәргинидә, Ат һәм атлиқларни кәмситип мазақ қилиду.

19Сән атқа күч беғишлиғанмидиң? Сән униң бойниға йәлпүнүп туридиған яйлини кийгүзгәнмидиң?
20Сән уни һәйвәтлик пурқушлири билән адәмни қорқутидиған, Чекәткидәк сәкрәйдиған қилаламсән?
21У әшәддийлик билән йәр татилап-зохчуп, Өз күчидин шатлинип кетиду, Қураллиқ қошун билән җәң қилишқа атлиниду.
22У қорқунучқа нисбәтән күлүпла қойиду, Һеч немидин қорқмайду; Қиличниң бисидин у янмайду.
23Оқдан, җулалиқ нәйзә, Гөрзиму униң йенида шарақшийду,
24У йәрни аччиқ һәм ғәзәп билән жутуветиду, Җәң канайини бир аңлапла һаяҗанлинип қин-қиниға патмай кетиду.
25Канайларниң авази биләнла у: «Айһай!» дәйду, У җәңни жирақтин пурап болиду. У сәркәрдиләрниң товлашлирини, җәңчиләрниң вақирашлирини хошаллиқ билән аңлайду.
26Сар сениң әқлиң билән учамду, Қанатлирини җәнупқа қарап керәмду?
27Бүркүт буйруғуң билән жуқуриға пәрваз қилип көтириләмду, Угисини жуқуриға саламду?
28У қорам ташниң үстидә маканлишиду, У тағниң чоққисиға қониду, Тик қияниму туралғуси қилиду.
29Шу йәрдин у овни пайлап байқивалиду, Көзлири жирақ-жирақларни күзитиду.
30Униң балилири қан шорайду; Өлтүрүлгәнләр нәдә болса, у шу йәрдә болиду».   
31Пәрвәрдигар Аюпқа йәнә җавапән: —
32«Һәммигә Қадир билән дәвалашидиған киши униңға тәрбийә қилмақчиму? Тәңрини әйиплигүчи киши җавап бәрсун!» — деди.
33Аюп болса Пәрвәрдигарға җавапән: —
34«Мана, мән һеч немигә яримаймән; Саңа қандақ җавап берәләймән? Қолум билән ағзимни етип гәптин қалай;
35Бир қетим дедим, мән йәнә җавап бәрмәймән; Шундақ, икки қетим десәм мән қайта сөзлимәймән» — деди.