1Андин Пәрвәрдигар қара қуюн ичидин Аюпқа җавап берип мундақ деди: —
2«Әркәктәк белиңни чиң бағла, Андин Мән сәндин сорай; Сән Мени хәвәрдар қилғин.
3Сән дәрвәқә Мениң һөкүмимни пүтүнләй бекарға кәткүзмәкчимусән? Сән өзүңни һәққаний қилимән дәп, Мени натоғра дәп әйиплимәкчимусән?
4Сениң Тәңриниң билигидәк күчлүк бир билигиң барму? Сән Униңдәк аваз билән гүлдүрлийәләмсән?
5Қени, һазир өзүңни шан-шәрәп һәм салапәт билән безивал! Һәйвәт һәм көркәмлик билән өзүңни кийиндүрүп,
6Ғәзивиңниң қәһрини чечип ташлиғин, Шуниң билән һәр бир тәкәббурниң көзигә тикилип қарап, Андин уни пәсләштүргин.
7Раст, һәр бир тәкәббурниң көзигә тикилип қарап, Андин уни бойсундурғин, Рәзилләрни өз орнида дәссәп йәр билән йәксан қил!
8Уларни биргә топиға көмүп қой, Йошурун җайда уларниң йүзлирини кепән билән етип қойғин;
9Шундақ қилалисаң, Мән сени етирап қилип махтаймәнки, «Оң қолуң өзүңни қутқузиду!».
10Мән сениң билән тәң яратқан бегемотни көрүп қой; У калидәк от-чөп йәйду.
11Мана, униң белидики күчини, Қосақ мускуллиридики қудритини һазир көрүп қой!
12У қуйруғини кедир дәриғидәк егиду, Униң йотилиридики сиңирлири бир-биригә чиң тоқуп қоюлған.
13Униң сүйәклири мис турубидәктур, Пут-қоллири төмүр чоқмақларға охшайду.
14У Тәңри яратқан җаниварларниң бешидур, Пәқәт униң Яратқучисила униңға Өз қиличини йеқинлаштуралайду.
15Тағлар униңға йемәклик тәминләйду; У йәрдә униң йенида даладики һәр бир һайванлар ойнайду.
16У сәдәпгүл дәрәқлигиниң астида ятиду, Қомушлуқ һәм сазлиқниң салқинида ятиду.
17Сәдәпгүллүкләр өз сайиси билән уни япиду; Өстәңдики таллар уни орап туриду.
18Қара, дәрия тешип кетиду, бирақ у һеч һодуқмайду; Һәтта Иордандәк бир дәрияму униң ағзиға өркәшләп урулсиму, йәнила хатирҗәм туривериду.
19Униң алдиға берип уни тутқили боламду? Уни тутуп, андин бурнини тешип чүлүк өткүзгили боламду?
20Левиатанни қармақ билән тарталамсән? Униң тилини арғамча билән бағлап басаламсән?
21Униң бурниға қомуш чүлүкни киргөзәләмсән? Униң еңигини төмүр нәйзә билән тешәләмсән?
22У саңа арқа-арқидин илтиҗа қиламду? Яки саңа мулайимлиқ билән сөз қиламду?
23У сән билән әһдә түзүп, Шуниң билән сән уни мәңгү малай сүпитидә қобул қилаламсән?
24Сән уни қушқачни ойнатқандәк ойнитамсән? Дедәклириңниң һозури үчүн уни бағлап қоямсән?
25Тиҗарәтчиләр униң үстидә содилишамду? Уни содигәрләргә бөлүштүрүп берәмду?
26Сән униң пүткүл терисигә атарнәйзини санҗияламсән? Униң бешиға чаңгак билән санҗияламсән?!
27Қолуңни униңға бирла тәккүзгәндин кейин, Бу җәңни әсләп иккинчи ундақ қилғучи болмайсән!