3Гадайлар вә житим-йесирларниң дәвасини сораңлар, Езилгәнләр һәм һаҗәтмәнләргә адаләтни көрситиңлар;
4Мискинләр һәм намратларни қутқузуңлар, Уларни рәзилләрниң чаңгилидин азат қилиңлар!
5Улар буларни билмәй вә чүшәнмәй зулмәттә кезип жүрмәктә, Шуңа йәрниң һуллири тәврәнмәктә.
6Мән ейттим: — «Силәр илаһларсиләр, Һәммиңлар Һәммидин Алий Болғучиниң оғуллири силәр;
7Шундақ болсиму силәр инсанға охшаш өлисиләр, Һәр қандақ әмир-бәккә охшашла жиқилисиләр».
8— Турғин, и Худа, йәр-йүзини сорақ қилғайсән! Чүнки Сән барлиқ әлләргә варис болғучисән!