8Хәлиқләрдин болған җамаәт әтирапиңға олишиду; Сән улар үчүн пәләктики орнуңға қайтип барғайсән.
9Пәрвәрдигар хәлиқләрниң үстидин һөкүм чиқириду; И Пәрвәрдигар, өз һәққанийлиғим бойичә, Вә өзүмдә болған дуруслиғим бойичә, Маңа һөкүм чиқарғайсән.
10Аһ, рәзилләрниң яманлиғи ахирлашсун! Һәққаний адәмни чиң турғузғайсән; И, адәм қәлблирини һәм ичлирини синиғучи һәққаний Худа!
11Мениң қалқиним болса, Дурус нийәтликләрни қутқузғучи Худадидур;
12Худа адил сотчидур, У күн бойи гунадин рәнҗийдиған Илаһтур;
13Бириси яман йолидин янмиса, У қиличини биләйду, Я оқини тартип бәтләп қойиду.
14Шундақ адәмләр үчүн У өлүм қураллирини тәйярлиди; У оқлирини көйдүргүчи оқ қилди.
15Мана, мушундақ кишиләр толғақта қәбиһлик туғмақчи, Униң бойида қалғини яманлиқтур; Униң туққини болса сахтилиқтур.