5Сән мениң көзүмни жумдурмидиң; Чоңқур ғәшлик илкидә болғанлиғимдин сөзлийәлмәйттим.
6Мән: «Кона замандики күнләрни, Қедимки жилларни хиял қилимән;
7Кечиләрдә ейтқан нахшамни әсләймән; Көңлүмдә чоңқур хиял сүримән» — дедим; Роһум интилип издимәктә еди;
8— «Рәб мәңгүгә ташливетәмду? У қайтидин илтипат көрсәтмәмду?
9Униң өзгәрмәс муһәббити әнди мәңгүгә түгәп кәттиму? Униң вәдиси әвлаттин-әвлатқичә инавәтсиз боламду?
10Тәңри меһри-шәпқитини көрситишни үнтудиму? У ғәзәплинип Өз рәһимдиллиғини тохтитивәттиму?». Селаһ.
11Андин мән мундақ дедим: — «Бундақ десәм болмайду, бу етиқатимниң аҗизлиғи әмәсму! Һәммидин Алий Болғучиниң оң қолиниң жиллирини, Йәни Яһниң қилғанлирини — яд етимән; Қедимдин буянқи карамәтлириңни әсләймән.