6У болса гоя йеңидин орған отлаққа яққан ямғурдәк, Йәр суғиридиған һөл-йеғинлардәк чүшиду.
7Униң күнлиридә һәққанийлар ронақ тапиду; Ай йоқ болғичә теч-аманлиқ тешип туриду.
8У деңиздин-деңизларғичә, Әфрат дәриясидин йәр йүзиниң чәтлиригичә һөкүм сүриду.
9Чөл-баяванда яшаватқанлар униң алдида баш қойиду; Униң дүшмәнлири топиларни ялайду.
10Таршишниң вә аралларниң падишаһлири униңға һәдийәләр тәқдим қилиду, Шеба вә Себаниң падишаһлириму соғатлар суниду.
11Дәрвәқә, барлиқ падишаһлар униң алдида сәҗдә қилиду; Пүткүл әлләр униң хизмитидә болиду;
12Чүнки у пәряд көтәргән йоқсулларни, Панаһсиз езилгәнләрни қутулдуриду;
13У йоқсул-аҗизларға ичини ағритиду, Йоқсулларниң җенини қутқузиду;
14Уларниң җенини зулум-зомигәрликтин һөрлүккә чиқириду, Уларниң қени униң нәзиридә қиммәтликтур.