4Мениң җеним дәһшәтлик дәккә-дүккигә чүшти; И Пәрвәрдигар, қачанғичә шундақ болиду?
5Йенимға қайт, и Пәрвәрдигар, җенимни азат қилғайсән, Өзгәрмәс муһәббитиң үчүн мени қутқузғин.
6Чүнки өлүмдә болса Саңа сеғинишлар йоқ; Тәһтисарада ким Саңа тәшәккүрләрни ейтсун?
7Мениң уһ тартишлиримдин мағдурум қалмиди; Түн бойи орун-көрпәмни көлчәк қилимән; Яшлирим билән каривитимни чөктүримән.
8Дәрдләрдин көзүм хирәлишип кәтти; Барлиқ күшәндилирим түпәйлидин көзүм кардин чиқиватиду.
9И қәбиһлик қилғучилар, һәммиңлар мәндин нери болуңлар; Чүнки Пәрвәрдигар жиға авазимни аңлиди.