12Мән бөзни кийимим қилип кийсәм, Шуниң билән уларниң сөз-чөчикигә қалдим.
13Шәһәр қовуқида олтарғанларниң тәнә гепигә қалдим, Мәйхорларниң нахшисиниң темиси болдум.
14Бирақ мән шәпқитиңни көрсәткән вақтиңда дуайимни саңа нишанлидим, и Пәрвәрдигар; И Худа, өзгәрмәс муһәббитиңниң зорлуғидин, Ниҗатлиқ ишәшидә маңа җавап бәргәйсән;
15Мени патқақлиқтин қутқузувалғайсән, Мени чөктүрмигәйсән; Маңа өчмән болғанлардин, Суниң чоңқур йеридин қутулдурғайсән;
16Кәлкүн сулириға мени ғәриқ қилдурмиғайсән; Деңиз тәглиригиму мени жутқузмиғайсән; Теги йоқ һаңниң мени һап етип ағзини жумувелишиға йол қоймиғайсән!
17Дуайимни иҗабәт қилғайсән, и Пәрвәрдигар, Чүнки өзгәрмәс муһәббитиң яхшидур; Мол рәһимдиллиғиң билән маңа йүзләнгәйсән;
18Җамилиңни қулуңдин йошурмиғайсән; Чүнки бешимға күн чүшти; Тездин маңа җавап бәргәйсән.
19Җенимға йеқинлашқайсән, Униңға һәмҗәмәт-қутқузғучи болғайсән; Дүшмәнлирим алдида мени һөрлүккә чиқарғайсән;
20Өзүң мениң рәсвалиқта һәм һөрмәтсизликтә қалғинимни, Қандақ һақарәтләнгинимни билисән; Рәқиплиримниң һәммиси Өзүңгә аяндур.
21Һақарәт қәлбимни парә қилди; Мән қайғуға чөмүп кәттим; Азғинә һесдашлиққа тәлмүргән болсамму, йоқ болди; Тәсәлли бәргүчиләрниму издидим, лекин бирисиниму учриталмидим.
22Бәрһәқ, улар озуғумға өт суюқлуғи, Уссузлуғумға сиркини бәрди.
23Уларниң дәстихини өзлиригә қилтақ, Уларниң һалавити қапқан болғай.
24Көзлири торлишип көрмәйдиған болуп кәткәй; Бәл-путлирини титрәккә салғайсән;
25Қәһриңни уларниң үстигә чүшүргәйсән, Ғәзивиңниң отлири уларға туташқай;