1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән челинсун, дәп йезилған күй-нахша: — Худа бизгә меһри-шәпқәт көрситип, бизни бәрикәтләп, Өз җамалиниң нурини үстимизгә чачқай! Селаһ!
3Шундақ қилғанда йолуң пүткүл җаһанда, Қутулдуруш-ниҗатлиғиң барлиқ әлләр арисида аян болиду.
4Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй, и Худа; Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй!