1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Гувалиқ нилупәри» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған «Миқтам» күйи: — (Давут Арам-Наһараим вә Арам-Зобаһдики Сурийәликләр билән җәң қилғанда, униң сәрдари болған Йоаб җәңгә қайта берип, «Шор вадиси»да Едомдикиләрдин он икки миң әскәрни қиличлиған чағда йезилған) И Худа, Сән бизни чәткә қақтиң; Бизни парә-парә қиливәттиң, Сән биздин рәнҗидиң; Әнди бизни йениңға қайтурғин!
4Сән зиминни тәвритип йеривәткән едиң; Әнди униң бөсүклирини сақайтқайсән; Чүнки у дәлдәңшип кәтти!
5Сән Өз хәлқиңгә күлпәт-харлиқларни көргүздүң; Сән бизгә алақзадиликниң шарабини ичкүздүң.
6Сән Өзүңдин әйминидиғанларға туғ тикләп бәргәнсән; У һәқиқәтни аян қилишқа көтирилиду. (Селаһ).
7Өз сөйгәнлириң ниҗатлиқ тепиши үчүн, Оң қолуң билән қутқузғайсән, Дуайимни иҗабәт қилғайсән.
8Худа Өз пак-муқәддәслигидә шундақ дегән: — «Мән тәнтәнә қилимән, Мән Шәкәм диярини бөлүп беримән, Суккот вадисини тәқсим қилишқа өлчәймән.
9Гилеад Маңа мәнсуптур, Манассәһму Маңа мәнсуптур; Әфраим болса бешимдики дубулғамдур, Йәһуда Мениң әмир-пәрман чиқарғучимдур;
10Моаб Мениң жуюнуш җавурумдур; Едомға чоруғумни ташлаймән; Филистийә, Мениң сәвәвимдин тәнтәнә қилиңлар!»