9Мени гуналиримдин зофа билән тазилиғайсән, Һәм мән пак болимән; Мени пакпакиз жуйғайсән, мән қардинму ақ болимән.
10Маңа шат-хурам авазларни аңлатқайсән; Шуниң билән Сән әзгән устиханлирим йәнә шатлиниду.
11Гуналиримдин чирайиңни йошуруп, Яманлиқлиримни өчүривәткәйсән.
12Мәндә пак қәлб яратқайсән, и Худа; Вуҗумдики садиқ роһумни йеңилиғайсән.
13Мени һозуруңдин чиқиривәтмигәйсән; Мениңдин Муқәддәс Роһуңни қайтурувалмиғайсән.