5«Мениң мөмин бәндилиримни, Йәни Мән билән қурбанлиқ арқилиқ әһдә түзгүчиләрни һозурумға чақирип жиғиңлар!»
6Асманлар униң һәққанийлиғини елан қилиду, Чүнки Худа Өзи сорақ қилғучидур! Селаһ.
7«Аңлаңлар, и хәлқим, Мән сөз қилай; И Исраил, Мән саңа һәқиқәтни ейтип қояйки, Мәнки Худа, сениң Худайиңдурмән.
8Һазир әйиплигиним сениң қурбанлиқлириң сәвәвидин, Яки һемишә алдимда сунулидиған көйдүрмә қурбанлиқлириң сәвәвидин әмәс;
9Мән сениң еғилиңдин һеч бир өкүзни, Қотанлириңдин һеч бир текини алмақчи әмәсмән.
10Чүнки орманлиқлардики барлиқ һайванатлар Маңа мәнсуптур, Миңлиған тағдики мал-варанларму Мениңкидур;