3Худайимиз келиду, У һәргизму сүкүт ичидә турмайду; Униң алдида йәвәткүчи от келиду; Униң әтрапида зор боран-чапқун қайнайду.
4Өз хәлқини сорақ қилиш үчүн, У жуқуридин асманларни, Йәрниму гувалиққа чақириду: —
5«Мениң мөмин бәндилиримни, Йәни Мән билән қурбанлиқ арқилиқ әһдә түзгүчиләрни һозурумға чақирип жиғиңлар!»
6Асманлар униң һәққанийлиғини елан қилиду, Чүнки Худа Өзи сорақ қилғучидур! Селаһ.
7«Аңлаңлар, и хәлқим, Мән сөз қилай; И Исраил, Мән саңа һәқиқәтни ейтип қояйки, Мәнки Худа, сениң Худайиңдурмән.
8Һазир әйиплигиним сениң қурбанлиқлириң сәвәвидин, Яки һемишә алдимда сунулидиған көйдүрмә қурбанлиқлириң сәвәвидин әмәс;