3Чүнки Һәммидин Алий Болғучи, Пәрвәрдигар, дәһшәтлик вә һәйвәтликтур, Пүткүл җаһанни сориғучи бүйүк Падишаһтур.
4У бизгә хәлиқләрни бойсундуруп, Бизни әл-милләтләр үстигә һаким қилиду.
5У биз үчүн мирасимизни таллап, Йәни Өзи сөйгән Яқупниң пәхри болған зиминни бекитип бәрди. Селаһ!
6Худа тәнтәнә садаси ичидә, Пәрвәрдигар сүнай садаси ичидә жуқуриға көтирилди;
7Худаға нахша-күй ейтиңлар, нахша-күй ейтиңлар! Падишаһимизға нахша-күй ейтиңлар, нахша-күй ейтиңлар!
8Худа пүткүл җаһанниң падишаһидур; Зеһниңлар билән униңға нахша-күй ейтиңлар!
9Худа әлләр үстидә һөкүм сүриду; У Өзиниң пак-муқәддәслигиниң тәхтидә олтириду.
10Әл-жутларниң каттилири җәм болуп, Ибраһимниң Худасиниң хәлқигә қошулди; Чүнки җаһандики барлиқ қалқанлар Худаға тәвәдур; У нәқәдәр алийдур!