3Инсан балилири ичидә сән әң гөзәлдурсән; Ләвлириң шапаәт билән толдурулғандур; Шуңа Худа саңа мәңгүгә рәхмәт қилди.
4И бүйүк болғучи, Қиличиңни асқин йениңға, Һәйвитиң вә шану-шәвкитиң билән!
5Һәқиқәт, кәмтәрлик һәм адаләтни алға сүрүшкә атланғиниңда, Шану-шәвкәт ичидә ғәлибә билән алға бас! Шуниң билән оң қолуң өзүңгә карамәт қорқунучлуқ ишларни көрситиду!