10Һәтта сирдишим дәп ишәнгән қәдинас достум, Мән билән һәмдәстихан болуп тузумни йегәнму маңа пут атти.
11Бирақ Сән Пәрвәрдигар, маңа рәһим қилғайсән; Дүшмәнлиримдин интиқам елишқа, Мени турғузғайсән;
12Дүшминимниң үстүмдин ғәлибә қилип шатланмиғинидин, Сени мәндин сөйүниду, дәп билимән.
13Бирақ маңа кәлсәк, дурус болғанлиғимдин, сән мени йөләйсән; Сән мени мәңгү Өз һозуруңда қәд көтириткүзүп турғузисән.
14Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға әбәдил-әбәтгичә тәшәккүр-мәдһийә қайтурулғай! Амин! Амин!