9Мени барлиқ асийлиқлиримдин қутқузғайсән, Мени һамақәтләрниң мәсқирисигә қалдурмиғайсән.
10Сүкүт қилип зуван сүрмидим; Чүнки мана, мошу җазани Өзүң жүргүзгәнсән.
11Мени салған вабайиңни мәндин нери қилғайсән; Чүнки қолуңниң зәрбиси билән түгишәй дәп қалдим.