5У орнида ятқандиму гунани көзләйду; У дурус болмиған йолға меңишни ирадә қилиду; Яманлиқтин һеч нәпрәтләнмәйду.
6И Пәрвәрдигар, өзгәрмәс муһәббитиң әршләргә тақишиду; Һәқиқәт-садиқлиғиң булутларға йетиду!
7Һәққанийлиғиң бүйүк тағлардәк, Һөкүмлириң тилсиматлиқ чоңқур деңизлардәктур. И Пәрвәрдигар, Сән адәмләр вә һайванларни сақлиғучидурсән;
8Сениң өзгәрмәс муһәббитиң нәқәдәр қиммәтликтур, и Худа! Шуңа инсан балилири қанатлириң сайисидә панаһлиниду.
9Улар өйүңдики мол дәстихандин тойғичә бәһримән болиду; Сән уларға һозур-һалавәтлириңниң дәриясидин ичкүзисән.
10Чүнки Сәндила бардур һаятлиқ булиқи; Нуруңда болуп нурни көримиз.
11Аһ, Өзүңни тонуп, билгәнләргә муһәббитиңни, Көңли дурусларғиму һәққанийлиғиңни көрситишни давамлаштурғайсән.
12Тәкәббурларниң путиниң маңа һуҗум қилишиға йол қоймиғайсән; Рәзилләрниң қоли мени орнумдин қоғливәтмисун;