2Қолуңға сипар вә қалқан алғин; Маңа ярдәмгә орнуңдин турғайсән;
3Нәйзини суғуруп, мени қоғлаватқанларниң йолини тосқайсән; Мениң җенимға: «Мән сениң ниҗатлиғиңдурмән!» — дегәйсән!
4Мениң һаятимға чаң салмақчи болғанлар йәргә қаритилип шәрмәндә болғай; Маңа қәст әйлигәнләр кәйнигә яндурулуп рәсва болғай.
5Улар гоя шамалда учқан самандәк тозуп кәткәй; Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уларни тарқитивәткәй!
6Уларниң йоли қараңғу вә тейилғақ болғай, Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уларни қоғливәткәй!
7Чүнки улар маңа орунсиз ора-қапқан тәйярлиди; Җенимни сәвәпсиз елишқа улар уни колиди.
8Һалакәт туйдурмастин уларниң бешиға чүшкәй, Өзи йошурун қурған торға өзи чүшкәй, Һалакәткә жиқилғай.