Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 31

Зәбур 31:7-11

Help us?
Click on verse(s) to share them!
7Сән мениң далда җайимдурсән; Сән мени зулумдин сақлайсән; Әтрапимни ниҗатлиқ нахшилири билән қаплайсән! Селаһ.
8— «Мән сән меңишқа тегишлик йолда сени йетәкләймән һәм тәрбийләймән; Мениң көзүм үстүңдә болуши билән саңа несиһәт қилимән.
9Әқли йоқ болған ат яки ешәктәк болма; Уларни чәкләшкә тизгинләйдиған жүгән болмиса, Улар һәргиз саңа йеқин кәлмәйду».
10Рәзилләргә чүшүдиған қайғу-һәсрәтләр көптур, Бирақ меһри-шәпқәтләр Пәрвәрдигарға таянған кишини чөридәйду;
11И һәққанийлар, Пәрвәрдигар билән шатлинип хурсән болуңлар; Көңли дуруслар, хошаллиқтин тәнтәнә қилиңлар!

Read Зәбур 31Зәбур 31
Compare Зәбур 31:7-11Зәбур 31:7-11