Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 29

Зәбур 29:4-11

Help us?
Click on verse(s) to share them!
4И Пәрвәрдигар, Сән тәһтисарадин җенимни елип чиқтиң, Һаңға чүшидиғанлар арисидин маңа һаят берип сақлидиң.
5Пәрвәрдигарға күй ейтиңлар, и Униң ихласмән бәндилири, Униң пак-муқәддәслигини яд етип тәшәккүр ейтиңлар.
6Чүнки Униң ғәзиви дәқиқидә өтүп кетиду, Шапаити болса өмүрвайәт болиду; Жиға-зерә кечичә қонуп қалсиму, Хошаллиқ таң сәһәр билән тәң келиду.
7Мән болсам өз раһәт-парағитимдә: «Мәңгүгә тәврәнмәй муқим туримән» — дедим.
8Пәрвәрдигар, шапаитиң билән, мениң теғимни мустәһкәм турғузған едиң; Амма Сән дидариңни қачуруп йошурдуң; Мән алақзадә болуп кәттим;
9Мән Саңа налә-пәряд көтәрдим, и Пәрвәрдигар; Мән Сән Рәбкә илтиҗа қилдим: —
10— Мениң қеним төкүлүп, һаңға кирсәм немә пайдиси бардур? Топа-чаң Сени мәдһийиләмду? У һәқиқитиңни җакалияламду?
11Аңлиғайсән, и Пәрвәрдигар, маңа шәпқәт көрсәткәйсән; И Пәрвәрдигар, маңа ярдәмдә болғайсән!

Read Зәбур 29Зәбур 29
Compare Зәбур 29:4-11Зәбур 29:4-11