3И Пәрвәрдигар Худайим, мән Саңа налә көтәрдим, Сән мени сақайттиң.
4И Пәрвәрдигар, Сән тәһтисарадин җенимни елип чиқтиң, Һаңға чүшидиғанлар арисидин маңа һаят берип сақлидиң.
5Пәрвәрдигарға күй ейтиңлар, и Униң ихласмән бәндилири, Униң пак-муқәддәслигини яд етип тәшәккүр ейтиңлар.
6Чүнки Униң ғәзиви дәқиқидә өтүп кетиду, Шапаити болса өмүрвайәт болиду; Жиға-зерә кечичә қонуп қалсиму, Хошаллиқ таң сәһәр билән тәң келиду.
7Мән болсам өз раһәт-парағитимдә: «Мәңгүгә тәврәнмәй муқим туримән» — дедим.