5Чүнки улар нә Пәрвәрдигарниң қилғанлирини, Нә қоллириниң ишлигәнлирини һеч нәзиригә алмайду, Пәрвәрдигар уларни ғулитип, қайтидин баш көтәргүзмәйду.
6Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун; Чүнки У мениң илтиҗалиримниң садасини аңлиған.
7Пәрвәрдигар мениң күчүм, мениң қалқинимдур; Мениң көңлүм униңға ишәнди, Шуниң билән ярдәм таптим; Шуңа көңлүм зор шатлиниду, Өз күйүм билән мән Уни мәдһийиләймән.