Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 27

Зәбур 27:4-9

Help us?
Click on verse(s) to share them!
4Уларниң қилмишлириға қарап, Ишлириниң яманлиғиға қарап иш тутқайсән; Қолиниң қилғанлири бойичә өзлиригә яндурғайсән; Тегишлик җазани өзлиригә қайтурғайсән.
5Чүнки улар нә Пәрвәрдигарниң қилғанлирини, Нә қоллириниң ишлигәнлирини һеч нәзиригә алмайду, Пәрвәрдигар уларни ғулитип, қайтидин баш көтәргүзмәйду.
6Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун; Чүнки У мениң илтиҗалиримниң садасини аңлиған.
7Пәрвәрдигар мениң күчүм, мениң қалқинимдур; Мениң көңлүм униңға ишәнди, Шуниң билән ярдәм таптим; Шуңа көңлүм зор шатлиниду, Өз күйүм билән мән Уни мәдһийиләймән.
8Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң күчидур, Шундақла мәсиһ қилғиниға қутқузғучи қорғандур.
9Өз хәлқиңни қутқузғайсән, Мирасиңни бәрикәтлик қилғайсән; Уларни падичидәк беқип озуқландурғайсән, Мәңгүгә уларни көтирип жүргәйсән.

Read Зәбур 27Зәбур 27
Compare Зәбур 27:4-9Зәбур 27:4-9