2Мени синап баққайсән, и Пәрвәрдигар, мени тәкшүрүп баққин; Виҗданимни, қәлбимни тавлиғайсән;
3Чүнки өзгәрмәс муһәббитиңни көз алдимда тутқанмән; Мән һәқиқитиңни өзүмгә йетәкчи қилип маңдиммән.
4Мән ялғанчилар билән һәмдәстихан олтармидим; Сахтипәзләргә һәмраһ болушқа кирмәймән.
5Яманлиқ қилғучилар җамаитидин жиркинимән; Рәзилләр биләнму олтармаймән.
6Қоллиримни гунасизлиқта жуйимән; Шунда, қурбангаһиңни айлинип жүрәләймән.
7Вә һәм тәшәккүрләрни аңлитимән; Барлиқ карамәтлириңни җакалаймән.
8И Пәрвәрдигар, маканиң болған өйни, Шан-шәривиң турған җайни сөйүп кәлдим;
9Җенимни гунакарлар билән, Һаятимни қанхорлар билән биллә елип кәтмигәйсән;