2Чүнки җаһанниң улини чоңқур деңизлар үстигә орунлаштуруп, Йәрни сулар үстигә орнатқан Удур.
3Пәрвәрдигарниң теғиға ким чиқалайду? Униң муқәддәс җайиға ким кирип туралайду?
4— Қоллири гунадин пакиз, дили сап, Қуруқ нәрсиләргә тәлмүрүп қаримиған, Ялған қәсәм қилмиған киши кирәләйду.
5Бундақ киши болса Пәрвәрдигардин бәхитни, Өз ниҗатлиғи болғучи Худадин һәққанийлиқни тапшурувалиду вә уни көтирип жүриду;
6Бу дәвир Уни издигүчи дәвирдур, Йәни Сениң дидариңни издигүчиләр, и Яқупниң Худаси! Селаһ!