Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 21

Зәбур 21:3-11

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Худайим, күндүздә нида қилдим, лекин Сән һеч җавап қилмайсән; Кечидиму мән шундақ пәряд қилиштин арам алалмаймән.  
4Бирақ и Исраилниң мәдһийилирини өз маканиң қилғучи, Сән дегән пак-муқәддәстурсән!
5Ата-бовилиримиз сени таянчи қилған, Улар саңа таянған, сән уларни қутқузған.
6Улар Саңа нида қилишлири билән қутулған; Саңа тайиниш билән уларниң үмүти һеч йәрдә қалған әмәс.
7Бирақ мән болсам адәм әмәс, бир қурутмән, Инсан тәрипидин төһмәт билән рәсвайиаләм қилинғанмән, Халайиқ тәрипидин кәмситилгәнмән.  
8Мени көргәнләрниң һәммиси мазақ қилип күлиду, Башлирини силкишип ағзилирини пүрүштүрүп:
9«У Пәрвәрдигарға өзини тапшурған әмәсму?! Әнди Пәрвәрдигар уни қутқузсун! Пәрвәрдигар униңдин хурсән болса әгәр, Уни қутулдурсун!» — дейишиду.
10Бирақ мени апамниң қосиғидин чиқарғучи өзүңдурсән; Һәтта әмчәктики вақтимдиму мени өзүңгә таяндурғансән;
11Туғулғинимдин тартипла, мән өзүмни қойнуңға ташлиғанмән; Анамниң балиятқусидики вақтимдила, Сән мениң Тәңрим болуп кәлгәнсән.

Read Зәбур 21Зәбур 21
Compare Зәбур 21:3-11Зәбур 21:3-11