1Давут язған күй: — Пәрвәрдигар, ким чедириңда туралайду? Ким пак-муқәддәс теғиңда маканлишиду?
2Кимки тамамән дуруслуқта маңса, Һәққанийлиқни жүргүзсә, Көңлидә һәқиқәтни сөзлисә;
3Тили билән гәп тошумиса, Өз йеқиниға яманлиқ қилмиса, Хошнисиниң әйивини колап ачмиса,
4Пәс адәмни көзгә илмиса, Пәрвәрдигардин әйминидиғанларни һөрмәтлисә, Өзигә зиянлиқ болған тәғдирдиму ичкән қәсимини өзгәртмисә,