7Жуқиридин қоллириңни узитип, Мени азат қилғайсән; Мени улуқ сулардин, Яқа жуттикиләрниң чаңгилидин чиқарғайсән.
8Уларниң ағзи қуруқ гәп сөзләйду, Оң қоли алдамчи қолдур.
9И Худа, мән Саңа атап йеңи нахша ейтимән; Онтарға тәңкәш болуп Саңа күйләрни ейтимән.
10Сән падишаһларға ниҗатлиқ-ғәлибә беғишлайсән; Қулуң Давутни әҗәллик қиличтин қутулдурисән.
11Мени қутулдурғайсән, ят жуттикиләрниң қолидин азат қилғайсән; Уларниң ағзи қуруқ гәп сөзләйду, Оң қоли алдамчи қолдур.
12Шундақ қилип оғуллиримиз яшлиғида пухта йетилгән көчәтләргә охшайду, Қизлиримиз ордичә нәқишләнгән түврүкләрдәк болиду;