Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 143

Зәбур 143:2-8

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Мениң өзгәрмәс шәпқитим вә мениң қорғиним, Мениң егиз мунарим вә ниҗаткарим, Мениң қалқиним вә таянғиним, мән Униңдин һимайә тапимән; У Өз хәлқимни қол астимда бойсундурғучидур!
3И Пәрвәрдигар, Сән униңдин хәвәр алидикәнсән, адәм дегән зади немә? Униң тоғрилиқ ойлайдикәнсән, инсан балиси дегән немә?
4Адәм болса бир нәпәстурла, халас; Униң күнлири өтүп кетиватқан бир көләңгидур, халас.
5И Пәрвәрдигар, асманларни егилдүрүп чүшкәйсән; Тағларға тегип улардин ис-түтәк чиқарғайсән;
6Чақмақларни чаққузуп уларни тарқитивәткәйсән; Оқлириңни етип уларни қийқас-сүрәнгә салғайсән;
7Жуқиридин қоллириңни узитип, Мени азат қилғайсән; Мени улуқ сулардин, Яқа жуттикиләрниң чаңгилидин чиқарғайсән.
8Уларниң ағзи қуруқ гәп сөзләйду, Оң қоли алдамчи қолдур.

Read Зәбур 143Зәбур 143
Compare Зәбур 143:2-8Зәбур 143:2-8