2Пәрвәрдигар әрштә туруп, адәм балилирини күзитип: «Бу инсанларниң арисида инсапни чүшинидиған бирәрси бармиду? Худани издәйдиғанлар бармиду?
3Һәммә адәм йолдин чиқти, Һәммә адәм чириклишип кәтти, Меһриванлиқ қилғучи йоқ, һәтта бириму йоқтур.
4Нанни йегәндәк Мениң хәлқимни жутувалған бу қәбиһлик қилғучилар һеч немини билмәмду?» — дәйду. Улар Пәрвәрдигарға һеч бир илтиҗа қилмайду.