Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 135

Зәбур 135:13-21

Help us?
Click on verse(s) to share them!
13Қизил деңизни бөләк-бөләк Бөлгүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
14Һәм Исраилни униң оттурисидин Өткүзгүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
15Қизил деңизда Пирәвнни қошунлири билән сүпүрүп ташлиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
16Өз хәлқини чөл-баявандин Йетәклигүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
17Бүйүк падишаһларни Урувәткүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
18Һәм мәшһур падишаһларни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
19Җүмлидин Аморийларниң падишаһи Сиһонни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
20— Һәм Башан падишаһи Огни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
21Уларниң зиминини мирас үчүн Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

Read Зәбур 135Зәбур 135
Compare Зәбур 135:13-21Зәбур 135:13-21