5Чүнки Сән мениң һәққим һәм дәвайимни соридиң; Сән тәхткә олтирип, һәққанийларчә сотлидиң.
6Сән әлләргә тәнбиһ берип, рәзилләрни һалак қилдиң; Сән уларниң намини мәңгүгә өчүрүвәткәнсән.
7И дүшминим! Һалакәтлириң мәңгүлүк болди! Сән шәһәрлирини жулуп ташливәттиң, Һәтта уларниң намлириму йоқап кәтти;
8Бирақ Пәрвәрдигар мәңгүгә олтирип һөкүм сүриду; У Өз тәхтини сот қилишқа тәйярлап бекиткән;
9Аләмни һәққанийлиқ билән сот қилғучи Удур; Хәлиқләрниң үстидин У адиллиқ билән һөкүм чиқириду;
10Һәм У Пәрвәрдигар езилгүчиләргә егиз панаһ, Шундақла азаплиқ күнләрдә егиз панаһдур.
11Намиңни билгәнләр болса Саңа тайиниду; Чүнки Сән, и Пәрвәрдигар, Өзүңни издигәнләрни һәргиз ташлиған әмәссән.
12Зионда турғучи Пәрвәрдигарға күйләрни яңритиңлар! Униң қилғанлирини хәлиқләр арисида баян қилиңлар;
13Чүнки төкүлгән қанниң сориғини қилғучи удур, У дәл шундақ кишиләрни әсләйду, Хар қилинғанларниң налә-пәрядлирини У унтуған әмәс.
14Маңа шәпқәт көрсәткин, и Пәрвәрдигар, Мениң өчмәнләрдин көргән хорлуқлиримға нәзәр салғинки, Мени өлүм дәрвазилири алдидин көтәргәйсән;
15Шундақ қилғанда мән Зион қизиниң дәрвазилирида туруп, Саңа тәәллуқ барлиқ мәдһийиләрни җакалаймән; Мән ниҗатлиқ-қутқузушуңда шатлинимән.
16Әлләр болса өзлири колиған ориға өзлири чүшүп кәтти, Өзлири йошуруп қойған торға пути қапсилип қалди.