2Хошаллиқ билән Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуңлар, Һозуриға тәнтәнә-нахшилар билән йеқинлишиңлар!
3Билип қоюңларки, Пәрвәрдигар һәқ Худадур; Бизни яратқан Униң Өзидур, биз әмәс! Биз униң хәлқидурмиз, Өз яйлиғида баққан қойлиридурмиз.
4Дәрвазилириға тәшәккүр ейтишлар билән, Һойлилириға мәдһийәләр билән кириңлар; Уни мәдһийиләп, намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар!