7Деңиз-океан һәм униңға толған һәммә җуш уруп, Җаһан һәм униңда яшаватқанлар шавқунлисун!
8Кәлкүн-ташқинлар чавак чалсун; Пәрвәрдигар алдида тағлар қошулуп тәнтәнә қилип нахша ейтсун;
9Чүнки мана, У йәрни сорақ қилишқа келиду; У аләмни адиллиқ билән, Хәлиқләрни Өз һәқиқәт-садақитидә сорақ қилиду.