4Чүнки Пәрвәрдигар улуқ, зор мәдһийәләргә лайиқтур! У барлиқ илаһлардин үстүн, Униңдин қорқуш керәктур;
5Чүнки барлиқ хәлиқләрниң илаһлири — Бутлар халас, Бирақ Пәрвәрдигар асман-пәләкни яратқандур.
6Шану-шәвкәт вә һәйвәт Униң алдида, Муқәддәс җайида қудрәт вә гөзәллик көрүниду.
7Пәрвәрдигарға тәәллуғини бәргәйсиләр, и әл-қәбилиләр, Пәрвәрдигарға шан-шөһрәт вә қудрәтни бәргәйсиләр!
8Пәрвәрдигарға Өз намиға лайиқ шан-шөһрәтни бәргәйсиләр; Соға-салам елип һойлилириға кириңлар!
9Пәрвәрдигарға пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә сәҗдә қилиңлар; Пүткүл йәр-йүзи, Униң алдида титрәңлар!
10Әлләр арисида елан қилиңлар: — «Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! Шуңа мана, дуния мәзмут қилинған, у тәврәнмәс әсла. У адиллиқ билән хәлиқләр үстидә һөкүм чиқириду.
11Асманлар шатлансун, йәр-җаһан хуш болсун, Деңиз-океан вә униңға толған һәммә чуқан селип җуш урсун!