1Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! У һәйвәтни кийим қилип кийгән; Пәрвәрдигар кийингән, У белини қудрәт билән бағлиған; Бәрһәқ, шуңа дуния мәзмут қилинған, У тәврәнмәс әсла.
2Сениң тәхтиң қедимдила бәрпа қилинған; Сән әзәлдин бар болғучисән!
3Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди, и Пәрвәрдигар, Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди! Кәлкүн-ташқинлар урғучи долқунлирини жуқури көтәрди!