8Сән қәбиһликлиримизни көз алдиңға, Йошурун қилмишлиримизни җамалиңниң нури алдиға қойдуң.
9Барлиқ күнлиримиз дәрғәзивиң астида өтүп кетиду, Жиллиримизни бир уһ тартиш биләнла түгитимиз.
10Өмримизниң жиллири йәтмиш йил, Мағдуримиз бар болса сәксән йил; Бирақ уларниң пәхри җапа вә беһудиликтур; Һаят тезлик билән үзәр, Мана, биз учуп кәттуқ.
11Саңа болған һөрмәт-әйминишниң аз-көплүгигә қарап һесаплинидиған, Аччиғиңниң шиддитини ким билсун?
12Шуңа көңлимизни даналиққа қоюшимиз үчүн, Күнлиримизни санашни бизгә үгәткәйсән!