4Чүнки дәрдләрдин җеним тойған, Һаятим тәһтисараға йеқинлашқан,
5Һаңға чүшүватқанлар қатарида һесаплинимән; Күч-мадари қуруған адәмдәк болуп қалдим.
6Өлүкләр арисиға ташланғанмән, Қирилип қәбирдә ятқанлардәк; Сән уларни йәнә әслимәйсән, Улар қолуңдин үзүп елинип жирақ қилинған.
7Сән мени һаңниң әң тегигә, Зулмәтлик җайларға, деңизниң чоңқур йәрлиригә чөмдүрдүң.