2Җенимни сақлиғайсән, Чүнки мән Саңа мөминдурмән; И Сән Худайим, Саңа таянған қулуңни қутқузғайсән;
3Маңа меһри-шәпқәт көрсәткәйсән, и Рәб, Чүнки мән күн бойи Саңа нида қилимән.
4Қулуңниң җенини шат қилғин, Чүнки җеним Саңа тәлмүрүп қарайду;
5Чүнки Сән Рәб, меһриван, кәчүрүмчан Сән! Өзәңгә илтиҗа қилғанларниң һәммисигә зор меһир-муһәббәт көрсәткүчидурсән!
6Мениң дуайимға қулақ салғин, и Пәрвәрдигар, Йелинишлиримниң садасини аңлиғайсән;
7Бешимға күн чүшкәндә, Мән Саңа илтиҗа қилимән, Чүнки Сән маңа җавап берисән.
8Илаһлар арисида Сениң тәңдишиң йоқтур, и Рәб; Қилған ишлириңниңму тәңдиши йоқтур.
9Сән яратқан барлиқ әлләр келип сениң алдиңда сәҗдә қилиду, и Рәб, Намиңни улуқлайду.
10Чүнки Сән наһайити бүйүксән, Мөҗизиләрни Яратқучидурсән; Сән Худадурсән, ялғуз Сәнла.
11Өз йолуңни маңа үгәткәйсән, и Пәрвәрдигар, Вә Сениң һәқиқитиңдә жүримән; Намиңға һөрмәт-әймиништә болушум үчүн, қәлбимни пүтүн қилғайсән.
12Я Рәббим Худа, пүтүн қәлбим билән Сени мәдһийиләймән, Әбәдил-әбәт намиңни улуқлаймән.