6У Мисир зиминида жүрүш қилғанлирида, (Шу йәрдә биз чүшәнмәйдиған бир тилни аңлап жүрәттуқ) У буни Йүсүпкә гува қилип бәрди;
7— «Униң мүрисини жүктин сақит қилдим, Униң қоли севәт көтириштин азат болди;
8Қистақчилиқта нида қилдиң, Мән сени азат қилдим; Гүлдүрмама чиққан мәхпий җайдин саңа җавап бәрдим; «Мәрибаһ» сулири бойида сени синидим». Селаһ.
9— «Тиңша, хәлқим, Мән сени гувалар билән агаһландурмән; И Исраил, Маңа қулақ салсаң еди!
10Араңда ят илаһ болмисун, Ят әлдики илаһқа баш әгмигин!
11Сени Мисирдин елип чиққан Пәрвәрдигар Худайиңдурмән; Ағзиңни йоған ач, Мән уни толдуримән.
12— Бирақ хәлқим садайимға қулақ салмиди, Исраилниң Маңа бағланғуси йоқ еди;
13Шуңа Мән уларни өз тәрсалиғиға қоювәттим; Улар өз мәслиһәтлири билән меңиверәтти.
14— Аһ, Мениң хәлқим Маңа қулақ салса еди! Исраил Мениң йоллиримда жүрсә еди!
15Уларниң дүшмәнлирини тезла егилдүрәр едим, Қолумни рәқиплиригә бурап, уларни басар едим.