7И Пәрвәрдигар, ғәзивиң билән орнуңдин турғин, Мени әзгәнләрниң қәһригә тақабил турушқа қәддиңни руслиғин, Вә мениң үчүн ойғанғин; Сән сот вә һөкүмни бекиткән едиңғу!
8Хәлиқләрдин болған җамаәт әтирапиңға олишиду; Сән улар үчүн пәләктики орнуңға қайтип барғайсән.
9Пәрвәрдигар хәлиқләрниң үстидин һөкүм чиқириду; И Пәрвәрдигар, өз һәққанийлиғим бойичә, Вә өзүмдә болған дуруслиғим бойичә, Маңа һөкүм чиқарғайсән.
10Аһ, рәзилләрниң яманлиғи ахирлашсун! Һәққаний адәмни чиң турғузғайсән; И, адәм қәлблирини һәм ичлирини синиғучи һәққаний Худа!