5Қачанғичә, и Пәрвәрдигар? Сән мәңгүгә ғәзәплинәмсән? Сениң жүригиң от болуп өртиниверәмду?
6Қәһриңни Сени тонумиған әлләр үстигә, Намиңни билмигән падишаһлиқлар үстигә төккәйсән!
7Чүнки улар Яқупни ялмап, Униң маканини харабиликкә айландурувәтти.
8Ата-бовилиримизниң қәбиһликлирини бизгә һесаплимиғайсән; Рәһимдиллиқлириң бизниң йенимизға чапсан кәлгәй! Чүнки биз интайин пәс әһвалға чүшүрүлдуқ.
9Өз намиңниң шөһрити үчүн бизгә ярдәм қилғайсән, и ниҗатлиғимизниң Худаси, Намиң үчүн бизни қутқузғайсән, гуналиримизни кафарәт қилип кәчүргәйсән;
10Әлләр немишкә: «Уларниң Худаси қәйәрдә?» дәп мазақ қилишиду? Қуллириң төккән қан қәрзиниң һесави әлләр арисида, көз алдимизда қилинсун.
11Әсирләрниң аһ-зарлири алдиңға кәлгәй; Билигиңниң улуқлуғи билән, өлүмгә буйрулғанларни сақлиғайсән.