11Әсирләрниң аһ-зарлири алдиңға кәлгәй; Билигиңниң улуқлуғи билән, өлүмгә буйрулғанларни сақлиғайсән.
12И Рәб, ят хошнилиримизниң Саңа қилған зор һақаритини йәттә һәссә қошуп өзлиригә, Йәни уларниң ичи-бағриға қайтурғайсән;
13Шундақ қилип, Сениң хәлқиң — Өзүң баққан қойлириң болған бизләр, Саңа мәңгүгә тәшәккүрләр ейтимиз, Әвлаттин әвлатқичә Сениң мәдһийилириңни аян қилимиз.